Дияр - Акам хатирисигяуғулғанда ақ йөгәккә йөгилип, бөшүк болди ахир бизниң етимиз. Өлгәндиму ақ йөгәккә йөгилип, ақ йепилған тавут билән кетимиз. Бу һаятниң узунлиғиниң қараңлар, бөшүк билән тавутқичә аранла, дәптикән бир улуқ шаир. Бу сөзләрниң қанчилик чоңқур мәнада екәнлигини женим акам, сәндин айрилғандин кейин билдим. Тәнһа дегән сөз мениң пешанәмгә йезилиптикән. Мениң үчүн баһар кетип, һаятимға мәңгүгә күз кәлди ака. Нәччә йүз миң ата-әана пәрзәнтләрни қан жиғлатқан, рәһим дегәнни билмәйдиған, адәм жутуп тоймайдиған бу көл, сени панидин бақиға мәңгүгә елип кәтти. Мениң һәмрайим, йөләнчим, таянчим едиң. Әнди нә чарә, дуадин башқа амалим йоқ. Жәннәт яр болғай, әзиз, қериндишим.
Қирғақ бойлап жүрдүм мән тәнһа,
Сени йәнә сеғинип ака.
Қирғақ бойлап жұрдүм мән тәнһа,
Сени йәнә сеғинип ака.
Тапалмидим маңған изиңни,
Мени ташлап кәттиң қаяққа.